Ewlat Neşriyat-ئەۋلاد نەشرىيات-Ewlad Publishing
Dil / Language
Hakkımızda
биз мәвҗутлуқимизниң бөлүнмәс икки түврүки болған исламни вә ана тилимиз уйғур тилини бир-бири билән зич бағлиған һалда, әвладлиримизға сөйдүрүшкә тиришиватимиз.
әвлад нәшрийати фараби маарип, мәдәнийәт вә тәтқиқат җәмийити қармиқида паалийәт елип бериватқан әвлад нәшрийати 2019-йили 4-айда түркийәдә рәсмий әнгә елинған. орни истанбулда болуп, асасән уйғурчә (әрәб йезиқида) нәшрийатчилиқ қилиду. әлвәттә түркчә, әрәбчә әсәрләрниму нәшр қилиду.

нуқтилиқ саһәси: асаслиқи балилар китаблирини нәшр қилиду; шуниң билән биргә дин, илим-пән, әдәбийат вә тарих китаблириниму басиду. тәһрирләш, техникилиқ тәкшүрүш, түзитиш вә бесип чиқириш қатарлиқ нәшрийат мулазимәтлириниму тәминләйду.

нөвәттики әһвали: һазирғичә 140 тәк китаб нәшр қилинди.

нишани: 2026-йилиниң ахириғичә нәшр қилинидиған китаблар билән «әвлад нәшрийати» нәшр қилған әсәләрниң омумий саниниң 300 дин ешиши нишан қилинмақта.

четишлиқ торлар: www.farabi.org.tr, www.qurankerim.com, www.ewlat.org, www.ewlat.net, www.uyghurkitap.com, maqale.uyghurkitap.com, www.rehberimkuran.com, www.ewlatkitap.com (сетиш тор бекити), www.siyret.com қатарлиқ супилар билән бирликтә әвлад гурупписиниң (Ewlad Group) рәқәмлик нәшрийат екологийә хизмитиниң бир қисмидур.